алҗирийәдә мина партлап нурғун адәм өлди

алҗирийәниң тунис чеграсидики тәбсә вилайитидә йолға көмүп қойулған минаниң партлиши нәтиҗисидә 5 киши һайатидин айрилди.

1564528
алҗирийәдә мина партлап нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: алҗирийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, тәбсә вилайитидә илгири йолға көмүп қойулған мина, бир пуқрави аптомобил өтүп кетиватқанда партлиған. партлаш нәтиҗисидә 5 киши қаза қилған, 3 киши йариланған. вәқәдин кейин районға дөләт хәвпсизлик күчлири орунлаштурулған вә тәкшүрүш башланған.

байанатта тәкитлинишичә, алҗирийә билән тунис оттурисидики чегра районлири, узун йиллардин буйан террорлуқ тәшкилати әлқаидәгә четишлиқ гуруппиларниң һуҗумлириға сәһнә болмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر