түркийә һиндонезийәгә тәзийә билдүрди

түркийә һиндонезийә хәлқи вә һөкүмитигә бүгүн йүз бәргән йәр тәврәштә қаза қилғанлар үчүн тәзийә билдүрүп телеграмма тарқатти.

1564505
түркийә һиндонезийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: «һиндонезийәниң ғәрбий сулавеси өлкисиниң маҗене шәһиридә бүгүн 6.2 бал йәр тәврәп, көп санда адәмниң қаза қилиши вә нурғун адәмниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарғанлиқидин чоңқур қайғуруш ичидә хәвәр таптуқ» деди.

һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһим – шәпқәт тиләнгән байанатта, уларниң туғқанлири билән дост вә қериндаш һиндонезийә хәлқи вә һөкүмитигә сәмимий тәзийә билдүрүлди вә йаридарларға тез шипалиқ тиләнди.

ғәрбий сулавеси өлкиси тәбиий апәтләр оргини рәиси дарно маҗид, өзлири һазирғичә еришкән учурларға асасланғанда, маҗене шәһиридә йүз бәргән йәр тәврәштә қаза қилғанлар саниниң 35 кә йәткәнликини билдүрди.

һазирғичә 637 адәмниң йариланғанлиқи вә 15 миңдин артуқ адәмниң бихәтәр җайларға тарқақлаштурулғанлиқи билдүрүлгән йәр тәврәштә, мунасивәтлик хадимләрниң издәш вә қутқузуш хизмәтлири давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر