малидики террорлуқ һуҗумида өлгән б д т әскәрлириниң сани көпәйди

малиниң тимбукту районида йүз бәргән террорлуқ һуҗумида һайатидин айрилған бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисми әскәрлириниң сани 4 кә йәтти.

1564336
малидики террорлуқ һуҗумида өлгән б д т әскәрлириниң сани көпәйди

түркийә авази радийоси хәвири: пил чиши саһили баш иштаб башқармисиниң билдүрүшичә, террорлуқ һуҗумиға учрап йариланған бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисминиң пил чиши пуқраси бир әскири җенидин айрилған.

түнүгүн тимбукту-доентза районида, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисми әскәрлирини елип маңған аптомобил өтүп кетиватқанда йолға көмүп қойулған партлатқуч партлиған, арқидинла аптомобил оққа тутулғаниди. һуҗумда дәсләпки мәлуматларға қариғанда бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисминиң 3 әскириниң өлгәнлики билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر