италийә: түркийә - гиретсийә издиниш сөһбәтлириниң әслигә кәлтүрүлидиғанлиқидин сөйүндуқ

италийә ташқи ишлар министири луиги ди маио, түркийә билән гиретсийә оттурисидики издиниш сөһбәтлириниң әслигә келидиған болушидин хушаллиқ һес қилғанлиқини билдүрди.

1563363
италийә: түркийә - гиретсийә издиниш сөһбәтлириниң әслигә кәлтүрүлидиғанлиқидин сөйүндуқ

түркийә авази радийоси хәвири: италийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, луиги дти маиониң римда гиретсийә ташқи ишлар министири никос дендийас билән көрүшкәнликини уқтурди.

байанатта, учришишта ди маиониң икки тәрәп мунасивәтлири, йавропа күнтәртипидики гәвдилик мәсилиләр вә ақдеңизниң муқимлиқи үчүн бирликтә тиришишчанлиқ көрситишниң ортақ мәнпәәт икәнликини қайта тәкитләп өткәнликигә ишарәт қилинди.

байанатта: «министир ди маио, түркийә билән гиретсийәниң издиниш сөһбәтлириниң әслигә кәлтүрүлидиғанлиқиниң елан қилинишидин наһайити хушал болғанлиқини әскәртти» дегән ибариләргә орун берилди.

йәнә бир тәрәптин ди маиониң, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ливийәгә алаһидә вәкил тәйинлишиниң тәхирсизлики, шундақла ливийә сийасий дийалог мунбиридә илгириләш һасил қилиш вә уруш тохтитиш келишиминиң толуқ йолға қойулушиниң зөрүрлүкини тәкитләп өткәнлики қәйт қилинди.

байанатта йәнә, дти маиониң йавропа комитети оттуриға қойған йеңи көчмәнләр вә панаһлиниш пирограммисиға болған наразилиқини оттуриға қойуп өткәнликигә ишарәт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر