иран йеңи йадро қорали тәтқиқатини башлиди

иранниң б д т ниң вийеннадики ишханисида турушлуқ даимий вәкили казим гариб абади: «теһран тәтқиқат реактор қазини үчүн йеңидин тәрәққий қилдурулған йеқилғу түрини лайиһәләш тәтқиқатини башлиди» деди.

1563447
иран йеңи йадро қорали тәтқиқатини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: казим гариб абади йадро йеқилғуси үчүн тәтқиқ қилиш вә тәрәққий қилдуруш хизмәтлириниң башланғанлиқи һәққидә твиттерда елан қилған байанатида, йеқилғуни ишләпчиқириш тоғрисида хәлқара атом енергийәси агентлиқиға мәлумат берилгәнликини билдүрүп: «тунҗи қәдәмдә метал уран ишләпчиқириш үчүн тәбиий уран ишлитилиду» деди.

2015-йили имзаланған вә «иран йадро келишими» дәп билинидиған кәң даирилик ортақ һәрикәт пилани, иранниң уран метали үстидә тәтқиқат қилишини чәкләйду. униң үстигә, метал уран йадро қорали ишләпчиқиришта қоллинилидиғанлиқи үчүн, мутәхәсисләр интайин сәзгүр қарайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر