дунйада йуқумланғанлар сани 92 милйон 879 миңдин ашти

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар 1 милйон 989 миң 125 тин, йуқумланғанлар сани 92 милйон 879 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 66 милйон 425 миңдин ашти.

1563801
дунйада йуқумланғанлар сани 92 милйон 879 миңдин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: америкада вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 393 миң 928 гә, йуқумланғанлар сани 23 милйон 616 миңға чиқти. җонс хопкинс (Johns Hopkins) универстетиниң мәлуматлириға асасланғанда, америкада вухән вируси тарқилишқа башлиғандин буйанқи күндилик өлүм вәқәлиридә әң йуқири сан көрүлгән.

биразилийәдә сәһийә министирлиқиниң мәлуматлириға асасланғанда, йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 1 миң 274 киши җенидин айрилған вә җәмий сан 206 миң тоққузға йәткән. охшаш вақитта, 60 миң 899 киши йуқумлинип, җәмий сан 8 милйон 257 миңға йәткән.

йәрлик сайламда ғәлибә қилғандин иккинчи қетим вухән вируси билән йуқумланған вә вақтиниң һәммисини дохтурханида өткүзгән гоанийа (Goiania) шәһириниң башлиқи магуйто вилела (Maguito Vilela) җенидин айрилди.

мексикада йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 1 миң 235 киши җенидин айрилди, 15 миң 873 киши йуқумланди. вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 136 миң 917 гә, җәмий йуқумланғанлар сани 1 милйон 571 миң 901 гә чиқти.

әнглийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 1 миң 564 киши җенидин айрилди, 47 миң 525 киши йуқумланди. вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 84 миң 767 гә, җәмий йуқумланғанлар сани 3 милйон 211 миң 576 гә йәтти.

әнглийә баш вәзири борис җонсон ваба сәвәбидин җиддий қутқузуш бөлүмлириниң чоң хәтәр астида икәнликини ейтти.

италийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 527 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 80 миң 326 гә чиқти. охшаш вақитта, 15 миң 774 киши йуқумлинип, җәмий йуқумланғанлар сани 2 милйон 319 миң 36 гә чиқти.

фирансийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 69 миң 31 гә, йуқумланғанлар сани 2 милйон 830 миңға чиқти.

испанийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 195 кишиниң җенидин айрилиши билән, җәмий сан 52 миң 878 гә чиқти. охшаш вақитта, 38 миң 869 киши йуқумланди вә җәмий сан 2 милйон 176 миң 89 ға чиқти.

аргентинада йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 135 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 44 миң 983 кә чиқти. охшаш вақитта, 12 миң 725 киши йуқумланди вә җәмий сан 1 милйон 757 миң 429 ға чиқти.

коломбийә сәһийә министирлиқиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 342 киши җенидин айрилип, җәмий сан 47 миң 124 кә чиққан. охшаш вақитта, 15 миң 898 киши йуқумланған вә җәмий сан 1 милйон 831 миң 980 гә чиққан.

перуда йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 74 киши җенидин айрилди, 2 миң 932 киши йуқумланди. буниң билән, вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң  җәмий сани 38 миң 473 кә, җәмий йуқумланғанлар сани 1 милйон 43 миң 640 қа чиқти.

еквадор сәһийә министирлиқиниң мәлуматлириға асасланғанда, йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 33 киши җенидин айрилған. буниң билән, вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 1 миң 748 гә чиққан.  охшаш вақитта, 14 миң 229 киши йуқумлинип, җәмий сан 224 миң 315 кә чиққан.

чилида йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 22 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 17 миң 204 кә чиқти. охшаш вақитта, 3 миң 390 киши йуқумлинип 652 миң 525 кә чиқти.

боливийә сәһийә министирлиқиниң мәлуматлириға асасланғанда, бир күндә вухән вируси сәвәбидин 39 киши җенидин айрилған, 2 миң 57 киши йуқумланған. вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 9 миң 493 кә, җәмий йуқумланғанлар сани 178 миң 818 гә чиққан.

гиватемала таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 37 киши җенидин айрилған вә җәмий сан 5 миң 117 гә чиққан. охшаш вақитта, 1 миң 4 киши йуқумлинип, җәмий сан 145 миң 986 гә чиққан.

панама сәһийә министирлиқиниң мәлуматлирида билдүрүлишичә, йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 33 кишиниң җенидин айрилиши билән, җәмий сан 4 миң 954 кә чиққан. охшаш вақитта, 3 миң 315 кишиниң йуқумлиниши билән, җәмий йуқумланғанлар сани 288 миң 408 гә чиққан.

вухән вируси сәвәбидин 1 миң 660 киши җенидин айрилған данийәдә, вухән вирусиниң техиму тез тарқилидиған «B117» түри сәвәбидин 2020-йили 16-декабир йолға қойулған тәдбирләрниң муддити 2021-йили 7-февралға узартилди.

германийәдә йеқинқи 24 саәттә 1 миң 244 кишиниң җенидин айрилиши билән, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 43 миң 881 гә, 25 миң 164 кишиниң йуқумлиниши билән, җәмий йуқумланғанлар сани 1 милйон 978 миң 590 ға чиқти.

һиндистанда йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 198 киши җенидин айрилди. буниң билән вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 151 миң 765 кә чиқти. бир күндә 16 миң 946 киши йуқумланди вә җәмий сан 10 милйон 512 миңға чиқти.

һиндистанда 16-йанвар (2021) дин башлап сәһийә хадимлири вә 50 йаштин йуқириларға ваксина әмләш башлиниду.

русийәниң вухән вируси контрол қилиш вә алдини елиш мәркизиниң байанатиға асасланғанда, йеқинқи бир күндә вирус сәвәбидин 570 киши җенидин айрилған вә җәмий сан 63 миң 940қа؛ 24 миң 763 киши йуқумлинип, җәмий йуқумланғанлар сани 3 милйон 495 миң 816 гә чиққан.

русийә пирезиденти владимир путин вухән вирусиға қарши кәң көләмдә ваксина әмләш мусаписини башлаш тоғрисида пәрман чүшүрди. москвада вухән вирусиға қарши йолға қойулған тәдбирләрниң муддитини 21-йанвар (2021) ғичә узартиш қарар қилинди. қарарға асасланғанда,көңүл ечиш сорунлири, ресторан, қавақхана вә қәһвәханилар шу йәр вақти 23:00 тин 06:00 гичә тақилидикән. аммиви сорун, аммиви қатнаш вастилири, такси, машина тохтитиш җайлири вә лефитларда маска тақаш мәҗбурий болидикән.

иранда йеқинқи бир күндә вухән вируси сәвәбидин 81 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 56 миң 538 гә чиқти. охшаш вақитта, 6 миң 471 киши йуқумланди вә җәмий сан 1 милйон 311 миң 810 ға чиқти.

хитайда май ейи (2020) буйан тунҗи қетим бир киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди. буниң билән хитайда, вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 4 миң 635 кә чиқти. йуқумланғанлар сани 87 миң 844 кә чиқти.

йапонйәдә вухән вируси сәвәбидин 97 кишиниң җенидин айрилиши билән, җәмий сан 4 миң 289 ға чиқти. җәмий йуқумланғанлар сани 304 миң 752 гә чиқти.

йапонийә тибиий федератсийәсиниң башлиқи накагава тошийо ахбарат елан қилиш йиғинида, алди елиналмиған йуқум сүритиниң, сәһийә системисиға еғир тәсир көрсәткәнликини әскәртип, дөләт миқйасида җиддий һаләтниң елан қилиниши үстидә алаһидә тохталди.

вухән вируси сәвәбидин 3 миң киши җенидин айрилған, 163 миң 100 киши йуқумланған әрменийәдә, йуқумланған пирезидент армен саркисйанниң әһвалиниң еғирлишиши сәвәбидин дохтурханиға йатқузулди.

пәләстиндә 30 кишиниң вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилиши билән, җәмий сан 1 миң 814 кә чиқти. йуқумланғанлар сани 168 миңдин ашти.

йеқинқи 24 саәттә вирус сәвәбидин 951 киши җенидин айрилған һиндонезийәдә, ваксина әмләш ишлири башланди. һиндонезийә сәһийә министирлиқи бүгүн (2021-йили 14-йанвар) асаслиқи сәһийә хадимлириға ваксина әмләшниң башланғанлиқини билдүрди.

туниста вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 5 миң 415 кә, йуқумланғанлар сани 168 миң 568 гә чиқти.

ливийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 1 миң 629 ға, йуқумланғанлар сани 106 миң 670 кә чиқти.

җәнубий африқа сәһийә министирлиқиниң мәлуматлириға асасланғанда, йеқинқи 24 саәттә 806 киши җенидин айрилған вә җәмий сан 35 миң 140 қа чиққан. йуқумланғанлар сани 1 милйон 278 миң 303 кә чиққан.

африқа иттипақиниң нөвәтчи рәиси вә җәнубий африқаниң пирезиденти сийрил рамафоса (Cyril Ramaphosa), қитәгә тарқитиш үчүн охшимиған ваксина ширкәтлиридин 270 милйон шишә вухән вируси ваксинасиниң сетивелинғанлиқини билдүрди.

у 50 милйон шишә ваксинаниң апрел (2021) ейидин ийун ейиғичә йетип келидиған ваксиналарниң африқа қитәсидики дөләтләргә тарқитилидиғанлиқини қәйт қилди.

бәзи дөләтләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм санлири төвәндикичә:

полша 32 миң 74, белгийә 20 миң 250, украина 20 миң 214, канада 17 миң 383, румнийә 16 миң 969, чехийә 13 миң 656, голландийә 12 миң 685 вә венгрийә 10 миң 948.


خەتكۈچ: #ваба , #вирус

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر