дунйа сәһийә тәшкилати һәйити хитайда

дунйа сәһийә тәшкилати (WHO) алимлар һәйити «ковид – 19» йуқуминиң қәйәрдин вә қандақ оттуриға чиққанлиқини тәкшүрүш үчүн вухәнгә кәтти.

1563601
дунйа сәһийә тәшкилати һәйити хитайда

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати алимлар һәйити, «ковид – 19» йуқуми әң дәсләп оттуриға чиққан вухәндә, тәхминән бир ай бойичә, йуқумниң оттуриға чиқиш сәвәблирини тәкшүриду.

бейҗиң һөкүмитиниң етирази, әң дәсләп оттуриға чиққан вирусниң кәң тарқилиш сәвәблирини тәкшүрүш вәзиписиниң кечиктүрүлүшигә сәвәб болғаниди.

хитай, вирусни йошуруп, балдур мудахилә қилинишини кечиктүрүш вә вухән шәһиридә 2019 – йилниң ахирлири оттуриға чиққан вирусниң тарқилип кетишигә йол қойуш билән әйибләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر