дөләт мәҗлиси вәқәси җәрйанида тутқун қилинип қойуп берилгән бир киши өзини өлтүрүвалди

америка қошма штатлириниң пайтәхти вашингтонда 6 – йанвар йүз бәргән дөләт мәҗлиси бинасиға бастуруп кириш вәқәсидә назарәт астиға елинип қойуп берилгән бир киши өйидә өзини өлтүрүвалди.

1563495
дөләт мәҗлиси вәқәси җәрйанида тутқун қилинип қойуп берилгән бир киши өзини өлтүрүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма штатлириниң пайтәхти вашингтонда 6 – йанвар йүз бәргән дөләт мәҗлиси бинасиға бастуруп кириш вәқәсидә назарәт астиға елинип қойуп берилгән бир киши өйидә өзини өлтүрүвалди.

мәһәллий таратқулар, җорҗийа истатиниң алфаретта шәһиридә олтурушлуқ 53 йашлиқ кристофир стантон җорҗийа өйиниң йәр асти қәвитидә өзини етип өлүвалғанлиқини хәвәр қилди.

даириләр, банкичилик саһәсидә ишләйдиған, икки балиниң атиси болған җорҗийаниң өзини өлтүрүвалғанлиқини қанун дохтурханиси доклати арқилиқ дәлиллиди.

өлүминиң тәпсилати тоғрисида нә туғқанлири, нә мунасивәтлик әмәлдарлар тәрипидин байанат елан қилмиған җорҗийа, дөләт мәҗлисигә бастуруп кириш вәқәси җәрйанида вашингтон назарәт астиға елинғаниди.

дөләт мәҗлисигә «қанунсиз кириш» вә «кочиға чиқиш чәклимисигә хилаплиқ қилиш» билән әйибләнгән җорҗийа, кейин қойуп берилгәниди.

җорҗийаниң бу әйибләшни қобул қилмиғанлиқи, әгәр сотта җинайити бекитилсә, униңға әң көп болғанда 180 күнлүк қамақ җазаси берилиши йаки 1000 доллар җәриманә қойулушиниң мумкинлики қәйт қилинди.


خەتكۈچ: #америка

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر