ирақта 7 нәпәр даеш әзаси уҗуқтурулди

ирақниң кәркүк шәһири йеза -қишлақлирида терорлуқ тәшкилати даешқа қарши елип берилған һәрикәттә 7 нәпәр даеш әзаси уҗуқтурулди.

1562548
ирақта 7 нәпәр даеш әзаси уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүкниң җәнубидики һавис райониға йеқин җайда терорлуқ тәшкилати даешқа қарши һәрикәт башланди.

һәрикәткә америка башчилиқидики даешқа қарши хәлқара иттипақдаш армийә һавадин йардәм бәрди.

сай вадисиға йеқин җайда даеш әзалириға тәвә 2 панаһҗай пачақлап ташланди вә 7 террорчи уҗуқтурулди..

райондики ирақ армийәсиму қатнашқан бу һәрикәтниң йәнә икки күн давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.


خەتكۈچ: #даеш , #ирақ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر