америка армийәси байдинниң 46-нөвәтлик баш қомандан болидиғанлиқини җакарлиди

америка армийә баш иштабиниң башлиқи генерал марк миллей (Mark Milley) вә алтә армийәниң қомандани имза қойуп уқтуруш тарқитип, армийәниң асасий қанунға садиқ болидиғанлиқини вә байдинниң 46-нөвәтлик баш қомандан болидиғанлиқини җакарлиди.

1562555
америка армийәси байдинниң 46-нөвәтлик баш қомандан болидиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америкада җо байдинниң қәсәм берип пирезидентлиқ һоқуқини тапшурувелиш мурасими җәрйанида зораванлиқ характеридики намайишларниң йүз беридиғанлиқи тоғрисида агаһландурушлар қилиниватқан бир вақитта, америка армийәси баш иштаби уқтуруш тарқитип, байдинниң 20-йанвар (2021) қәсәм берип, америка армийәсиниң 46-нөвәтлик баш қомандани болидиғанлиқини елан қилди.

америка армийә баш иштабиниң башлиқи генерал марк миллей вә алтә армийәниң имзаси қойулған уқтурушта, мундақ дейилди:

«2021-йили 6-йанвар вашингтонда йүз бәргән исйан, бивастә америка конгрәсигә, конгрә бинасиға вә бизниң асасий қанунимизға қилинған һуҗумдур.»

америка армийәсиниң 250 йилдин буйан асасий қанунни қоғдаш мәсилсидә хәлқниң ишәнчисигә еришкән орган болуп кәлгәнлики тәкитләнгән уқтурушта йәнә: «тарих бойичә қилип кәлгинимизгә охшаш, америка армийәси қанун рамкисида     һөкүмәтниң буйруқиға бойсуниду, кишиләрниң җени вә мелини қоғдаш, қанун рамкисида җәмийәт бихәтәрликини қоғдаш үчүн хәлқ сот мәһкимилирини қоллайду. ички вә ташқи барлиқ дүшмәнләрдин америка асасий қанунини қоғдаштин ибарәт пиринсипқа садиқ болиду» дейилди.

уқтурушта, 6-йанвар конгрәдә йүз бәргән вәқәләрниң асасий қанунға вә пикир әркинликигә уйғун әмәслики әскәртилип: «2021-йили 20-йанвар асасий қанун бойичәиштат вә сот мәһкимилири, шундақла конгрә тәстиқлиған, сайланған пирезидент байдин вәзиписини тапшурувалиду вә бизниң 46-нөвәтлик баш қоманданимиз болиду» дегән байанатқа орун берилди.

америка армийә баш иштабиниң мәзкур уқтурушиниң, һакимийәт алмишиш җәрйанида йүз бериш еһтимали болған зораванлиқ вәқәлиригә қарши, америка армийәсиниң мәйданини намайан қилиш мәқситигә игә икәнлики қәйт қилинмақта.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر