әнглийә: түркийә - гиретсийә издиниш сөһбәтлири шәрқий ақдеңизниң муқимлиқи үчүн пайдилиқ

әнглийәниң йавропа мунасивәтлири мәсул дөләт ишлири вәзири венди мортон, түркийә билән гиретсийәниң издиниш сөһбәтлирини қайтидин башлашни қарар қилғанлиқидин мәмнун болғанлиқини билдүрди.

1562782
әнглийә: түркийә - гиретсийә издиниш сөһбәтлири шәрқий ақдеңизниң муқимлиқи үчүн пайдилиқ

түркийә авази радийоси хәвири:  мортон издиниш сөһбәтлириниң шәрқий ақдеңизда муқимлиқ орнитишқа пайдилиқ икәнликини ейтти.

венди мортон тивиттер адресида байанат елан қилип, түркийә билән гретсийәни «әнглийәниң йеқин достлири вә шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – натодики күчлүк иттипақдашлири» дәп атиди.

гиретсийә – түркийә издиниш сөһбәтлириниң 61- айланмисиниң 25- йанвар истанбулда өткүзүлидиғанлиқи уқтурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر