доналд трамп дөләт мәҗлисигә һуҗум қилиш вәқәси һәққидә байанат елан қилди

доналд трамп алдинқи һәптә йүз бәргән дөләт мәҗлиси бинасиға бесип кериш вәқәси үстидә тохтилип, «мән зораванлиқни халимаймән, әзәлдин халимайттим» деди.

1562528
доналд трамп дөләт мәҗлисигә һуҗум қилиш вәқәси һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвириамерика пирезиденти доналд трамп алдинқи һәптә йүз бәргән дөләт мәҗлиси бинасиға бесип кериш вәқәси үстидә тохтилип, «мән зораванлиқни халимаймән, әзәлдин халимайттим» деди һәмдә вәзиписидин елип ташлаш тәкшүрүишигә қарита «сеһиргәрләрни овлашниң давами» дәп баһа бәрди.

доналд трамп тексас иштатиға зийарәткә бериш үчүн ақсарайдин айрилиш алдида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

6 - йанвардики дөләт мәҗлисигә бесип кириш вәқәсидин кейин тунҗи қетим ахбаратчиларни күтүвалған трамп, мәзкур вәқә һәққидә «мән зораванлиқни халимаймән, әзәлдин халимайттим» деди.

трамп өзигә қаритилған вәзиписидин елип ташлаш тәкшүрүши үстидиму тохтилип, «вәзиписидин елип ташлаш тәкшүрүши җәрйани сийасий тарихимиздики әң чоң сеһиргәрләрни овлашниң давами. пүтүнләй әхмиқанә бир иш. бу җәрйан қаттиқ ғәзәпкә йол ачиду» деди.

пирезидент трамп дөләт мәҗлиси башлиқи нәнси пелоси билән кеңәш палатаси аз санлиқлар рәһбири чак счумерниң өзини пирезидентлиқ вәзиписидин елип ташлаш үчүн көрсәткән тиришчанлиқлириға қарита «толиму қорқунчлуқ» дәп баһа бәрди.

трамп кейин йәнә вашингтонға йеқин андревс һава армийә базисидиму мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

трамп 6 - йанвардики мәҗлискә һуҗум қилиш вәқәсидә өзиниң һәссисдарлиқи барлиқиға даир қарашларни рәт қилип,  «мутәхәссисләр мениң чаршәнбә күнидики нутуқумни анализ қилишти. мениң шу күни әтигәндә қоллиғучилиримға сөзлигән нутуқум толиму мувапиқ болған» деди.

трамп хусусй һесабини муддәтсиз тоңлитип қойған тивиттер вә башқа бәзи чәклимиләрни қойған иҗтимаий таратқу ширкәтлиригә наразилиқ билдүрди.

трамп иҗтимаий таратқу ширкәтлириниң бу позитсийәлирини «дөлитимиз үчүн қорқунчлуқ» дәп тәнқид қилди вә: «иҗтимаий таратқу ширкәтлири апәт характерлик бир хаталиқ өткүзди дәп қараймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر