америка хәзинә министириниң катипи бир түрк болиду

теги түрк дидәм нишанҗиниң америка қошма иштатлирида пирезидентлиққа сайланған җо байдинниң 20 – йанвар күни вәзипигә олтурушидин кейин хәзинә министирлиқиға тәйинлиниши күтүлүватқан җанет йелленниң баш катипи болидиғанлиқи билдүрүлди.

1561967
америка хәзинә министириниң катипи бир түрк болиду

түркийә авази радийоси хәвири: бломберг агентлиқиниң алақидар тармақларни мәнбә көрситип хәвәр қилишичә, йеллен, бломберг агентлиқиниң аммиви сийасәт бөлүминиң мәсули  дидәм нишанҗиға хәзинә министирлиқида бап катип болуш тәклипини сунған, дидәмму бу тәклипни қобул қилған.

хәвәрдә дейилишичә, йелленниң хәзинә министири болуш қарарнамиси тәстиқланған тәқдирдә, нишанҗи йелленға әң йеқин шәхсләрдин бири болидикән.

дидәм нишанҗи, илгири сабиқ пирезидент барак обама дәвридә, америка қошма иштатлири көчмә мүлүк вә борса комитетида баш катиплиқ вәзиписи өтигән, 2018 – йили бломбергқа йөткилиштин бурун, промонтори пул муамилә гуруһида ишлигәниди.

америка қошма иштатлири авам палатасиниң пирезидентлиқ ишлири комитетида вәзипә өтигән нишанҗи, 1998 – 2001 – йиллири хәзинә министирлиқида хизмәт қилғаниди.

америка қошма иштатлири пирезиденти болуп сайланған җо байдин, алдинқи йили нойабирда америка қошма иштатлири мәркәз банкисиниң башлиқи җанет йелленниң хәзинә ишлири министири намзати икәнликини уқтурғаниди.

америка қошма иштатлири палатасида вәзипигә тәйинлиниш қарарнамси тәстиқланған тәқдирдә, җанет йеллен дөләт тарихида хәзинә министири сүпитидә вәзипигә тәйинләнгән тунҗи айал болидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر