русийә, әзәрбәйҗан вә әрменийә ортақ келишим имзалиди

әзәрбәйҗан, русийә вә әрменийә тағлиқ қарабағда иқтисадий мунасивәт орнитиш вә ул әслиһәгә мунасивәтлик түрләрни тәрәққий қилдуруш тоғрисида бирләшмә келишим имзалиди.

1561755
русийә, әзәрбәйҗан вә әрменийә ортақ келишим имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент виладимир путин русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремилда әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев вә әрменийә баш министири никол пашинйан билән өткүзгән 4 саәтлик тағлиқ қарабағ учришишидин кейин байанат елан қилди.

путин тағлиқ қарабағда иқтисадий мунасивәт орнитиш вә ул әслиһәгә мунасивәтлик түрләрни ишқа кириштүрүш тоғрисида бирләшмә келишим имзаланғанлиқини билдүрүп: «бу нишанни ишқа ашуруш үчүн русийә, әрменийә вә әзәрбәйҗан муавин баш министирлириниң рийасәтчиликидә хизмәт гурупписи қурулиду» деди.

әзәрбәйҗан пирезиденти әлийевму русийә пирезиденти путин билән өткүзгән айрим учришишида имзаланған бирләшмә келишимниң әһмийитигә ишарәт қилип: «әзәрбәйҗан аридин 30 йил өткәндин кейин әрменийә арқилиқ наһчиван аптоном җумһурийити билән қатнаш алақиси орнитиду» дегәнләрни қәйт қилди.

әрменийәниңму әзәрбәйҗан земинлиридин пайдилинип русийә вә иран билән төмүр йоли алақиси орниталайдиғанлиқини тилға алған илһам әлийев: «әзәрбәйҗан болуш сүпитимиз билән наһчиван аптоном җумһурийити  арқилиқ түрк базириға еришимиз. шуниң билән бир вақитта, түркийә билән русийә оттурисидики төмүр йоли алақисиму капаләткә игә қилиниду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر