һиндонезийәдә чүшүп кәткән йолучилар айропиланиниң қара қутиси тепилди

һиндонезийәдә 9 - йанвар чүшүп кәткән йолучилар айропиланиниң қара қутиси деңиздин чиқирилди.

1562081
һиндонезийәдә чүшүп кәткән йолучилар айропиланиниң қара қутиси тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийә издәш-қутқузуш агентлиқи мәсуллири һаваға көтүрүлүп  узун өтмәй чүшүп кәткән йолучилар айропиланиниң қара қутисиниң деңиздики қалдуқлар арисидин чиқиривелинғанлиқини вә кризис мәркизигә йәткүзүлгәнликини елан қилди.

мәсуллар һадисиниң сәвәби һәққидә һазирғичә һечқандақ рәсмий ениқлима бәрмиди қара қута тәкшүрүлгәндин кейин сәвәбиниң ениқлинидиғанлиқини билдүрди.  

қатнаш министири буди карйа сумади 9 - йанварда өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, айропилан һаваға көтүрүлүп тәхминән 5 минут кейин алақә узулуп қалғанлиқини вә ичидә 12 хадим билән 50 йолучи болған «SJ182» типлиқ йолучилар айропиланиниң пайтәхт җакартаниң шималий деңиз қирғиқиға җайлашқан лаки билән ләнкаң арили оттурисиға чүшүп кәткәнликини билдүргән иди.

һиндонезийә деңиз армийәси йолучилар айропилани қалдуқлириниң пайтәхт җакарта деңиз қирғиқиниң шималидики миң аралниң төт йеригә тарқалғанлиқини доклат қилған иди.

нәқ мәйдандики тәкшүрүш хизмәтлири давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر