афғанистанда бәш йилда 40 миңдин артуқ адәм өлгән

афғанистан пирезиденти әшрәф ғени 2015-йилидин тартип дөләт миқйасида 40 миңдин артуқ кишиниң җенидин айрилғанлиқини ейтти.

1561376
афғанистанда бәш йилда 40 миңдин артуқ адәм өлгән

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан пирезиденти әшрәф ғени америка с н н (CNN) телевизийәсиниң зийаритини қобул қилип, өзиниң пирезидент болғандин кейин, дөләт миқйасида йүз бәргән зораванлиқ вәқәлиридә 40 миңдин артуқ кишиниң җенидин айрилғанлиқини ейтти.

у, бу мәзгилдә нато тәркибидә вәзипә өтигә америка һәрбий қисимлиридин 98 әскәрниң җенидин айрилғанлиқини әскәртти.

у талибан билән афғанистан һәйәтлири оттурисида қатар пайтәхти доһада давамлишиватқан тинчлиқ сөһбәтлири үстидә тохталғанда, афғанистан хәлқиниң һәргизму қараңғулуққа толған өтмүшкә қайтишни халимайдиғанлиқини әскәртти.

у афғанистанда давамлишиватқан 40 йиллиқ урушниң ахирлишиши үчүн талибан билән имзалаш еһтимали болған тинчлиқ келишиминиң һәм район дөләтлири һәмдә хәлқаралиқ җәмийәт тәрипидин капаләткә игә қилиниши керәкликини тәкитлиди.

у һакимийәтни қануни йоллар билән сайланған кейинки һөкүмәткә өткүзүп беришни халайдиғанлиқини билдүрүп, талибанниң идийәви қарашлирини қобул қилишқа мәҗбурлашни қобул қилидиған хәлқ әмәсликлирини қәйт қилди. у мундақ деди:

«биз иҗабий вә һәммә адәм баравәр болған тинчлиқ тәләп қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر