трампниң беши дәрттә

америка авам палатасиниң башлиқи нәнсий пелоси (Nancy Pelosi) муавин пирезидент майк пенс пирезидент доналд трампни вәзиписидин қалдуруш ишлирини башлимиған тәқдирдә, һоқуқидин елип ташлаш мусаписини дәрһал башлайдиғанлиқлирини елан қилди.

1561075
трампниң беши дәрттә

түркийә авази радийоси хәвири: америка авам палатасиниң башлиқи нәнсий пелоси демократларға мәктуп әвәтип, 6-йанвар (2021) йүз бәргән конгрәгә бесип кириш вәқәсигә җавабкар дәп қаралған доналд трампни һоқуқидин елип ташлашқа мунасивәтлик қанун басқучи җәрйанлирини чүшәндүрди.

у асасий қанунниң қошумчә 25-маддиси бойичә муавин пирезидент майк пенсниң пирезидент доналд трампни вәзиписидин қалдуруш мусаписини башлиши үчүн, дүшәнбә күни (бүгүн, 2021-йили 11-йанвар) палатада бир қанун лайиһәсини күнтәртипкә қойидиғанлиқлирини қәйт қилди.

у алди билән, қанун лайиһәсиниң аваз бирлики билән қобул қилнип-қилинмайдиғанлиқиға қарайдиғанлиқлирини؛ әгәр аваз бирлики әмәлгә ашмиса, сәйшәнбә (2021-йили 12-йанвар) күни авам палатасиниң омумий кеңишидә авазға қойуп қобул қилидиғанлиқлирини билдүрди.

у муавин пирезидент майк пенсқа пирезидент трампни вәзиписидин қалдуруш ишлири үчүн 24 саәт берилидиғанлиқини әскәртип, бу вақиттин кейин, пирезидент трампни һоқуқидин елип ташлаш мусаписиниң палатада башлинидиғанлиқини қәйт қилди.

нәнсий пелусиниң мәктубида, пирезидент трампни һоқуқидин елип ташлашқа мунасивәтлик өткүзүлидиған аваз ташлашниң қачан елип берилидиғанлиқи тоғрисида тәпсилий мәлумат берилмиди. әмма, мәзкур аваз ташлашниң 20-йанвар (2021) өткүзүлидиған қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасимидин бурун болидиғанлиқи җәзмләшмәктә.

америка қанунлириға асасланғанда, авам палатаси бәзи қанунға хилап қилмишлар сәвәбидин башланған пирезидентни һоқуқидин елип ташлаш мусаписидә пирезидентни әйибләйдиған тәптиш мәһкимиси болуш ролини ойнайду. кеңәш палатаси болса, пирезидентниң қанунға хилаплиқ қилған йаки қилмиғанлиқиға қарар беридиған застатиллар ролини ойнайду.

2019-йили 18-декабир авам палатаси омумий кеңишидә елип берилған трампни әйибләштә, пирезидент трамп«һоқуқидин қалаймиқан пайдилиниш» вә «конгрәниң функсийәсигә тосқунлуқ қилиш» билән әйибләнгән иди. трамп 2020-йили 6-феврал кеңәш палатасидики аваз бериштә бу әйибләшләрдин ақланған иди.

бу җәрйанда, америка әдлийә министирлиқи конгрәгә бесип киришкә мунасивәтлик йәнә икки кишиниң әйибләнгәнликини җакарлиди. буниң билән, ички қисимда конгрәгә бесип киришкә мунасивәтлик 25 терроризм тәкшүрүши башланған болди.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر