русийә алаһидә қисимлири сүрийәниң идлиб вилайитигә бесип киришкә урунди

русийә алаһидә қисимлири сүрийәниң идлиб вилайитиниң җәнубидики сүрийә миллий армийәси (SMO) ниң алдинқи сепигә бесип киришкә урунди.

1561481
русийә алаһидә қисимлири сүрийәниң идлиб вилайитигә бесип киришкә урунди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийә миллий армийәси (SMO) мәнбәлиридин игиләнгән учурларға  асасланғанда, русийә алаһидә қисимлири идлибниң җәнубидики һамаға қарашлиқ габ түзләңликигә җайлашқан енкави линийәсигә кечидә бесип кириш һәрикити елип барған.

түркийә билән русийә оттурисидики уруш тохтитиш келишимигә хилап һалда елип берилған бу һуҗумда, сүрийә миллий армийәси (SMO) ға тәвә әскәрләрдин қаза қилғанларниңму барлиқи билдүрүлмәктә.

русийә алаһидә қисимлириниң бесип кириш урунушиға җавабән сүрийә миллий армийәси (SMO) қисимлири идлибниң җәнубиға җайлашқан маарат мухас йезисидики снруйә һөкүмити қсимлири базисиға зәмбирәк вә ракетамийотлар билән һуҗум қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر