қарқаш: түркийә билән болған мунаисвәтләрни нормаллаштурушни халаймиз

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң ташқи ишларға мәсул дөләт ишлири министири әнвәр қарқаш, түркийә билән болған мунасивәтләрниң өзара игилик һоқуққа һөрмәт қилиш асасида нормаллишишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

1560931
қарқаш: түркийә билән болған мунаисвәтләрни нормаллаштурушни халаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: әнвәр қарқаш әрәб бирләшмә хәлипиликидики «skynews» телевизийә қанилиниң мәхсус сөһбәт пирограммисида түркийә – әрәб бирләшмә хәлипилики мунасивәтлири тоғрисида тохталди.

«түркийә билән ихтилап йаки мәсилә пәйда қилидиған һәр қандақ сәвәб йоқ» дегән қарқаш, түркийәниң йеқинқи мәзгилләрдә йавропа иттипақи тоғрисида үмидвар сөзләрни қилғанлиқини ейтти.

у: «түркийәгә дәйдиғинимиз, биз өзара игилик һоқуққа һөрмәт қилиши асасида мунасивәтлиримизниң нормаллишишини халаймиз» деди.

у 7 – йанварда байанат берип, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң түркийәниң оттура шәрқтики биринчи сода һәмраһи икәнликини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر