қарабағқа мунасивәтлик үч тәрәп сөһбити башланди

русийә пирезиденти владимир путин, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев вә әрменийә баш министири никол пашинйанниң тағлиқ қарабағ сөһбити москвада башланди.

1561400
қарабағқа мунасивәтлик үч тәрәп сөһбити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: русийәниң тәшәббуси билән өткүзүлгән, путин, әлийев вә пашинйан оттурисида тағлиқ қарабағқа мунасивәтлик келишимләр вә районниң нөвәттики вәзийити муһакимә қилинидиған учришиш, әлийев билән пашинйанниң қарабағда уруш тохтитилғандин кейинки биринчи қетимлиқ йүз туранә көрүшүши болуп һесаблиниду.

көрүшүштә, тағлиқ қарабағқа мунасивәтлик үч келишимни иҗра қилиш басқучлири билән мәвҗут мәсилиләрни һәм қилиш үчүн ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилиниду.

кремил сарийиниң бу һәқтики байанатиға асасланғанда, көрүшүштә йәнә, районда урушта зийанға учриған хәлққә йардәм қилиш, сода-иқтисад вә қатнаш башлиниши, тәрәққий қилдурулуши мәсилилириму музакирә қилиниду.

путинниң үч тәрәп учришишидин кейин, әлийев вә пашинйан билән айрим-айрим көрүшидиғанлиқи билдүрүлди. у учришиш башлиништин бурун сөз қилғанда, әлийев билән пашинйанға тәшәккүр ейтип, русийәниң вастичилиқ қилиш тиришчанлиқлириниң районда узун муддәтлик уруш тохтитишниң әмәлгә ешишиға қаритилғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر