дунйада ваба сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйонға йеқинлашти

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 1 милйон 944 миң 311 дин, йуқумланғанлар сани 90 милйон 743 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 64 милйон 892 миңдин ашти.

1561247
дунйада ваба сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйонға йеқинлашти

түркийә авази радийоси хәвири: америка вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 383 миң 275 кә, йуқумланғанлар сани 22 милйон 917 миң 334 кә йәтти. вухән вирусиға қарши асасий хизмәтләрни қилидиған хадимларни әмләш мусаписини тезләштүрүш үчүн нийу йоркниң икки районида чоң әмләш мәркизи қурулди.

мексикада вухән вируси сәвәбидин йеқинқи 24 саәттә 502 киши җенидин айрилди. шуниң билән, җәмий җенидин айрилғанлар сани 133 миң 706 гә, җәмий йуқумланғанлар сани 534 миң 39 ға чиқти.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 151 киши җенидин айрилди, 15 миң 944 киши йуқумланди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин җәмий 67 миң 750 киши җенидин айрилди, 2 милйон 783 миң 256 киши йуқумланди.

италийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 361 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 78 миң 755 кә йәтти. охшаш вақитта, 18 миң 627 киши йуқумланди вә җәмий сан 2 милйон 276 миң 491 гә чиқти.

асийа қитәсидә вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған һиндистанда йеқинқи 24 саәттә 161 киши җенидин айрилди. буниң билән, вирус сәвәбидин җәмий җенидин айрилғанлар сани 151 миң 198 гә чиқити. охшаш вақитта 16 миң 311 киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 10 милйон 466 миң 595 кә чиқти.

вухән вируси сәвәбидин 61 миң 837 киши җенидин айрилған, 3 милйон 401 миң 954 киши йуқумланған русийәдә, декабир (2020) ейида әнглийәдә оттуриға чиққан вә тез тарқалған йеңи вирус түриниң байқалғанлиқи билдүрүлди.

малайшийада вухән вируси сәвәбидин 551 киши җенидин айрилди, 135 миң 992 киши йуқумланди.айаллар, аилә вә иҗтимаий тәрәққийат министири рина моһд һарун йуқумланди. түнүгүн (2021-йили 11-йанвар) иқтисад министири мустафа муһәммәдниң йуқумланғанлиқи уқтурулған иди.

өткән һәптә ечилған кабент йиғинида, мустафа муһәммәд билән йеқин олтурған мәхсус хизмәтләр министири моһд рәдзуан билән учур-алақә вә ахбарат министири сәйфәддин абдуллаһ карантинға киргән иди.

җәнубий африқада йеқинқи 24 саәттә 339 киши җенидин айрилди. буниң билән, җәмий сан 33 миң 163 кә чиқти. җәмий йуқумланғанлар сани 1 милйон 231 миң 597 гә чиқти.

алҗирийәдә вухән вируси сәвәбидин 2 миң 807 киши җенидин айрилди, 102 миң 144 киши йуқумланди. вирус билән йуқумланған пирезидент абдулмәҗид тәббун давалинишини ахирлаштуруш чүүн германийәгә қарап йолға чиқти.

җәнубий корейәдә йеқинқи 24 саәттә 15 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 1 миң 140 қа чиқти. охшаш вақитта, 451 киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 69 миң 114 кә чиқти. җәнубий корейәдә йеқинқи 41 күндә  күндилик йуқумлиниш сани әң төвән сәвийәгә чүшти.

хитай дөләтлик сәһийә комитети йеқинқи 24 саәттә 103 кишиниң йуқумланғанлиқини елан қилди. йеқиқи бир күндә вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм көрүлмиди, йуқум сани аридин бәш ай өткәндә тунҗи қетим 100 ниң үстигә чиқти.

бәзи дөләтләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм санлири төвәндикичә:

биразилийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 469, аргентинада 78, коломбийәдә 330, перуда 67, чилида 59 вә боливийәдә 25 киши җенидин айрилди. буниң билән, биразилийәдә вухән вируси сәвәбидин җәмий җенидин айрилғанлар 203 миң 140 қа, аргентинада 44 миң 495 кә, коломбийәдә 46 миң 114 кә, перуда 38 миң 280 гә, чилида 17 миң 96 гә вә боливийәдә 9 миң 376 гә йәтти.


خەتكۈچ: #ваба , #вирус

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر