америка тәйвән билән болған мунасивәтләрдики барлиқ чәклимиләрни бикар қилғанлиқини елан қилди

америка ташқи ишлар министири майк помпейо американиң тәйвән билән болған мунасивәтләрдики барлиқ чәклимиләрни бикар қилғанлиқини елан қилди.

1560658
америка тәйвән билән болған мунасивәтләрдики барлиқ чәклимиләрни бикар қилғанлиқини елан қилди
pompeo.JPG
tayvan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: майк помпейо доналд трамп һөкүмитиниң вәзиписини өткүзүп беришигә бир нәччә күн қалғанда, америка-тәйвән мунасивәтлиригә алақидар йәнә бир муһим қәдәмни ташлиди.

помпейо тәйвәнниң динамик күчкә игә иттипақдаш дөләт икәнликини, бирақ бүгүнгә қәдәр америка - хитай мунасивәтлирини тәңпуңлаштуруш мәқситидә өзликидин бәзи чәклимиләр қойулғанлиқини билдүрүп: «бүгүн биз өзимиз қойған барлиқ чәклимиләрни бикар қилимиз» деди.

американиң дунйаниң нурғун җайлирида «ғәйрий рәсмий» иттипақдашлар билән болған мунасивәтлирини давамлаштуруп кәлгәнликини билдүргән помпейо, тәйвәнниң буниңдин кейин мустәсна һесабланмайдиғанлиқини ейтти.

министир помпейо американиң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили келлий крафтниң қисқа вақит ичидә тәйвәнни зийарәт қилидиғанлиқини елан қилған, хитай болса, бу хил зийарәткә қәтий қарши туридиғанлиқини җакарлиған иди.

хитай һөкүмити «бир хитай» пиринсипини өзләштүрүп, хитайға хәлқара җәмийәттә пәқәт өзлириниңла вәкиллик қилидиғанлиқини илгири сүрүп кәлмәктә һәмдә тәйвәнниң дунйа дөләтлири билән мустәқил дипломатик мунасивәтләрни орнитишиға шундақла б д т вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатларда вәкил турғузушиға қарши чиқип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر