зелениский әрдоғанға рәһмәт ейтти

украина президенти виладимир зеленский җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 2016- йили ливийәдә гөрүгә еливелинған украина деңизчилириниң қайтип келишигә йардәм қилғанлиқиға рәһмәт ейтти.

1559981
зелениский әрдоғанға рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: украина президенти виладимир зеленский тивиттердики адреси арқилиқ байанат елан қилип, бәш йилдин буйан ливийәдә гөрүдә тутуп турулуватқан капитан һәййам нефит парахоти әтритиниң дөлитигә қайтип кәлгәнликидин хушал болғанлиқини байан қилди.

украина пуқралирини һәргиз унтуп қалмайдиғанлиқуини вә уларни қийин әһвалға чүшүрүп қоймайдиғанлиқини билдүрүп зеленский: «түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға пуқралиримизниң азад қилинишиға қилған йардәмлири үчүн рәһмәт ейтимән. түркийәниң йардимидин миннәтдармән» дегәнләрни қәйт қилди.

украина пирезидентлиқ мәһкимиси 7 – йанвар (2021) да байанат елан қилип, 2016- йили ливийә деңиз тәвәликидә гөрүгә еливелинған капитан һәййам нефит парахоти әтритидики украина пуқраси төт кишиниң дөләткә қайтип келидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر