ақсарай дөләт мәҗлисигә бесип кириш тәшәббусини әйиблиди

америка қошма иштатлири ақсарай байанатчиси кайлег макени алдинқи күни дөләт мәҗлисигә бесип кириш тәшәббусини қаттиқ әйибләйдиғанлиқлирини билдүрди.

1559749
ақсарай дөләт мәҗлисигә бесип кириш тәшәббусини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: макени, трамп  тәрәпдарлириниң америка дөләт мәҗлисигә бесип кириш тәшәббусидин кейин, түнүгүн ақсарайда елан қилған байанатида, ақсарай намидин байанат бериватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «миллитимизниң дөләт мәҗлисидә көргәнлиримиз номуссизлиқ вә американиң қиммәт қаришиға зит болуп, биз бу қилмишларни һөкүмитимиз намидин қаттиқ әйибләймиз, қанунсиз һәрикәт қилғанлар сотлиниши керәк.»

намайиш қилиш һоқуқиниң асасий қанунниң 1-қошумчә маддиси тәрипидин қоғдилидиғанлиқини әскәрткән макени, мундақ дәп көрсәтти: «вашингтонда вә дөләт миқйасида көргәнлиримиз, бу һоқуқни ишлитиш әмәс иди, чаршәнбә күни дөлитимизниң мәҗлисиниң каридорлирида садир  болған қилмишларму бу һоқуқниң ишлитилиши әмәс иди.»

вәқәләрдә адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлгәнликидин толиму әпсуслинидиғанлиқлирини қәйт қилған макени, дөләт хәвпсизлик күчлирини «қәһриманлар» дәп атап, мундақ деди: «дөләт мәҗлиси бинамизни зораванлиқ һәрикәтлири билән ишғал қилғанлар, америка һакимийитиниң барлиқ қиммәт өлчәмлиригә қаршидур, ақсарайдики һәммә киши, һөкүмәтниң вәзиписини пиринсип бойичә өткүзүп беришини  ишқа ашуруш үчүн хизмәт ишлимәктә. һазир америка үчүн бир  йәргә җәм болуш вә зораванлиқни рәт қилишниң дәл вақтидур.»

алдинқи күни, ақсарайниң алдида, трампму иштирак қилған йиғилиштин кейин, дөләт мәҗлиси бинасиға қарап маңған трамп тәрәпдари намайишчилар билән сақчилар оттурисида тоқунуш йүз бәргәниди.

сақчиларниң тосуқлиридин һалқиған бир қисим намайишчилар дөләт мәҗлиси бинасиға киргәниди.

вәқәләр җәрйанида 4 киши һайатидин айрилған, көп санда киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر