трамп һакимийәтни йәңгил өткүзүп беридиғанлиқини ейтти

америка пирезиденти доналд трамп җо байдин һөкүмитигә һакимийәтни «йәңгил өткүзүп бериш» ни капаләткә игә қилидиғанлиқлирини әскәртип, йеңи һөкүмәтниң 20-йанвар (2021) хизмитини башлайдиғанлиқини ейтти.

1559721
трамп һакимийәтни йәңгил өткүзүп беридиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент трамп чаршәнбә (2021-йили 6-йанвар) күни өзини қоллайдиған намайишчиларниң конгрәгә бесип киргәнликигә наразилиқ билдүрүлгәндин кейин, твиттерда видеолуқ учур һәмбәһирлиди.

у намайишчиларниң конгрәгә бесип киришини «наһайити сәт һуҗум» дәп атап, мундақ деди: «барлиқ америкалиқларға охшаш, мәнму зораванлиқ, қанунсизлиқ вә қалаймиқанчилиқлардин чөчүп кәттим.»

пирезидент трамп вәқәләр башлинип қисқа вақит өткәндин кейин, тинчлиқниң орнитилиши үчүн дөләт муһапизәт қисимлири вә федератсийә хәвпсизлик қисимлирини вәзипигә қойғанлиқини әскәртип: «америка һәр қачан қанун дөлити болуп кәлди вә мушундақ давамлишиду» деди.

у намайишчиларни қаттиқ әйибләп: «силәр дөлитиңларға вәкиллик қилмайсиләр. қанунни айақ-асти қилғанлар буниң бәдилини төләйду» деди.

у американиң наһайити қийин болған сайлам мусаписидин чиққанлиқини билдүрүп: «һазир җиддийчилик пәсәймиди. сайлам сәпәрвәрликигә қатнашқан хадимлар сайлам нәтиҗилиригә наразилиқ билдүрүп, барлиқ қануний йоллардин пайдиланди. бирдинбир мәқситим сайламниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш иди. мән америка демократийәсини қоғдаш үчүн тириштим» деди.

у америкадики сайлам системисини ислаһ қилишниң шәрт икәнликини тәкитләп: «һазир конгрә сайлам нәтиҗилирини тәстиқлиди. йеңи һөкүмәт 20-йанвар хизмитини башлайду. әмди мениң мәқситим, һакимийәтни тәртиплик вә кәмчиликсиз өткүзүп бериш басқучини капаләткә игә қилиш» деди.

у 2020-йилиниң америка үчүн наһайити қийинчилиққа толған мәзгил болғанлиқини вә өзлириниң қолидин келидиған барлиқ тиришчанлиқларни көрсәткәнликини әскәртип: «қәдирлик қоллиғучилирим, билимән үмидсизләндиңлар, әмма катта сәпәрниң йеңидин башланғанлиқини билишиңларни сораймән» деди.

6-йанвар ақсарайниң алдида өткүзүлгән йиғилишта трампниң нутқини аңлиғандин кейин, конгрә бинасиға қарап маңған миңларчә трамп қоллиғучилири билән сақчилар арисида тоқунуш чиқти. сақчиларниң тосуқлирини бөсүп өткән бәзи намайишчилар конгрә бинасиға бесип кирди. вәқәләрдә төт киши җенидин айрилди вә нурғун киши йариланди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر