қатар айропиланлири сәуди әрәбистан һава тәвәликидин пайдилинишни башлиди

қатар авийатсийә ширкити — Qatar Airways, парс қолтуқи киризиси һәл қилиниши билән, аридин тәхминән 3.5 йил өткәндин кейин сәуди әрәбистан һава тәвәликидин учушни әслигә кәлтүргәнликини уқтурди.

1559748
қатар айропиланлири сәуди әрәбистан һава тәвәликидин пайдилинишни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар авийатсийә ширкитиниң рәсмий тивиттер адреси арқилиқ тарқитилған байанатта: «қатар авийатсийә ширкити бүгүн кәчтин башлап бәзи айропиланлириниң сәуди әрәбистанниң һава бошлуқидин учушини қайтидин башлиди» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта, сәуди әрәбистанниң һава бошлуқидин пайдиланған тунҗи айропиланниң бүгүн шу йәр вақти 20.45 дә доһадин җоһаннисбургқа қарап учқанлиқи қәйт қилинди.

ширкәт 2017- йили 6- айниң 5- күни парс қолтуқи районида башланған киризис билән бирликтә сәуди әрәбистан һава бошлуқидин учушни тохтатқаниди.

кувәйт ташқи ишлар министири әһмәд насир муһәммәд әссабаһ 4- йанварда бир телевизийә қанилида сөз қилип, сәуди әрәбистан билән қатар оттурисидики қуруқлуқ, деңиз вә һава чегралириниң ечилиши тоғрисида келишим һасил қилинғанлиқини уқтурғаниди.

сәуди әрәбистан ташқи ишлар министири файсал бин фархан ал сууд 5- йанвар сәуди әрәбистанниң әлула шәһиридә өткүзүлгән 41- нөвәтлик парс қолтуқи һәмкарлиқ кеңиши башлиқлар йиғинида, қатарға ембарго йүргүзүватқан дөләтләрниң доһа билән дипломатик мунасивәтни әслигә кәлтүрүп, ембаргони бикар қилғанлиқини елан қилғаниди.

сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, бәһрәйн вә мисир 2017 – йили 5 – ийунда қатарни «террорлуқ гуруппилирини қоллаш» билән әйибләп,  униң билән болған барлиқ дипломатик мунасивәтләрни үзгән вә униңға иқтисадий ембарго йүргүзүшни башлиғаниди.

қатар мәзкур дөләтләрниң барлиқ әйибләшлирини рәт қилған вә бу әһвал парс қолтуқи районида киризис пәйда қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر