хитай америкаға наразилиқ билдүрди

хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вакаләтханиси америка қошма иштатлириниң б д т да турушлуқ баш әлчиси келлий крафтниң тәйвәнни зийарәт қилидиғанлиқиға наразилиқ билдүрди.

1560066
хитай америкаға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вакаләтханиси тәрипидин елан қилинған байанатта, бейҗиңниң  крафтниң тәйвәнни зийарәт қилишиға қарши икәнлики, тәйвәнниң  «хитайниң айрилмас бир қисми» икәнлики қәйт қилинип, мундақ дейилди: «хитай америка билән тәйвән райони оттурисидики һәрқандақ рәсмий алақигә қәтий қаршидур. бизниң бу һәқтики мәйданимиз пиринсиплиқ вә ениқтур.»

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо, америка қошма иштатлириниң б д т да турушлуқ баш әлчиси келлий крафтниң тәйвәндә зийарәттә болидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر