җо байдин когрәгә бесип киргәнләрни «йәрлик террористлар» дәп атиди

американиң йеңи пирезидентлиқиға сайланған җо байдин 6-йанвар (2021) конгрәгә бесип киргәнләрниң «йәрлик террористлар» икәнликини ейтти.

1559841
җо байдин когрәгә бесип киргәнләрни «йәрлик террористлар» дәп атиди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң йеңи пирезидентлиқиға сайланған җо байдин әдлийә министири мерик гарләнд (MerrickGarland) ни тонитиш паалийитидә, пирезидент трамп тәрәпдарлириниң конгрә бинасиға бесип кириш вәқәси үстидә тохталди.

у конгрәгә бесип киришниң, америка тарихидики «әң қараңғулуқ» күнлиридин бири болғанлиқини билдүрүп: «улар намайишчи әмәс, уларни намайишчи демәңлар, улар исйанчи малиманлар, улар йәрлик террористлар. трамп баштин тартип демократик идарә-органлиримизға омумийүзлүк һуҗум қилип кәлди» деди.

конгрәгә бесип кириш вәқәси сәвәбидин һөкүмәттин тунҗи истепа йетип кәлди. қатнаш министири елйин чав (Elaine Chao) вәқәләргә пирезидент трампниң мәсул икәнликини билдүрүп, 11-йанвар күчкә игә болидиған шәкилдә хизмитидин истепа бәрди.

конгрәгә бесип кириш вәқәси сәвәбидин, ақсарайниң муавин байанатчиси сара матийус (Sarah Matthews), ақсарайниң иҗтимаий ишлар мудири рики найста (Rickie Niceta) вә трампниң рәпиқиси мелана трампниң баш катипи гришам (Grisham) хизмитидин истепа бәргән иди.

6-йанвар ақсарайниң алдида өткүзүлгән йиғилишта трампниң нутқини аңлиғандин кейин, конгрә бинасиға қарап маңған миңларчә трамп қоллиғучилири билән сақчилар арисида тоқунуш чиқип төт киши җенидин айрилған вә нурғун киши йариланған иди.

конгрәдики вәқәләр җәрйанида сақчиларниң чиқарған оқида җенидин айрилған айалниң, америка һава армийәсидә 12 йил вәзипә өтигән сабиқ әскәр икәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر