җәнубий корейә мәһкимиси йапонийәни төләм төләшкә һөкүм қилди

җәнубий корейәдики бир сот мәһкимиси, йапонийәни иккинчи дунйа урушида йапон әскәрлири тәрипидин җинсий паракәндичиликкә учриған корейәлик айалларға төләм төләшкә һөкүм қилди.

1560055
җәнубий корейә мәһкимиси йапонийәни төләм төләшкә һөкүм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт сеулдики бир сот мәһкимиси, корейәлик айалларниң 2- дунйа уруши мәзгилидә йапон әскәрлири тәрипидин хорланғанлиқини билдүрүп 2013 - йили сунған әрзнамисигә қарап чиқти.

сот мәһкимиси байанат елан қилип, йапонийә һөкүмитиниң зийанкәшликкә учриған 12 айалниң һәр биригә 100 милйон вон (91 миң 300 доллар) төләм беришигә қарар қилғанлиқини уқтурди.

асаслиқи корейә, филиппин, тәйвән вә асийаниң башқа дөләтлиридики тәхминән 200 миң айал 1910- 1945- йиллири арисида корейә йерим арилиға бесип киргән йапон әскәрлириниң басқунчилиқи вә вә җинсий паракәндичиликигә учриғаниди.

корейә билән йапонийә 2015- йили зийанкәшликкә учриған айалларға төләм төләш тоғрисида келишим имзалиған болуп, келишимгә асасән, сеул билән токйо зийанкәшликкә учриған корейә айаллириниң мәсилисини «өзүл - кесил вә өзгәрмәс шәкилдә» һәл қилиду.

2019- йилиниң ахирида йапонийә кабинет катибат башқармиси йапон әскәрлириниң иккинчи дунйа урушида корейә айаллириға җинсий паракәндичилик салғанлиқини җәзмләштүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر