б д т: америкада йүз бәргән вәқәләрдин қаттиқ биарамлиқ һес қиливатимиз

бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелет американиң пайтәхти вашингитонда йүз бәргән вәқәләрдин қаттиқ биарамлиқ һес қиливатқанлиқлирини билдүрди.

1559843
б д т: америкада йүз бәргән вәқәләрдин қаттиқ биарамлиқ һес қиливатимиз

түркийә авази радийоси хәвири:  бачелет, америка қошма иштатлириниң пайтәхти вашингтонда пирезидент доналд трамп тәрәпдарлириниң сақчиларниң тосуқлиридин һалқип, дөләт мәҗлисигә бесип кириш тәшәббусидин кейин йүз бәргән вәқәләр һәққидә елан қилған йазма байанатида, трамп тәрәпдарлириниң дөләт мәҗлисигә бесип кириш тәшәббусини әйиблиди, һәмдә исмини тилға алмастин трампқа наразилиқ билдүрүш билән бир вақитта, түнүгүн америка дөләт мәҗлисигә бесип кириш тәшәббусиниң, рәһбәрләрниң «зораванлиқ вә нәпрәтни күшкүртүш» игә үлгә тәшкил қилғанлиқини, дөләт мәҗлисигә бесип кириш тәшәббусидин қаттиқ биарамлиқ һес қиливатқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «америка қошма иштатлири пирезидентиниму өз ичигә алған сийасий саһәниң пүткүл қатламлиридики рәһбәрләрни, йалған вә хәтәрлик сәпсәтиләрни рәт қилишқа, қоллиғучилириниму шундақ қилишқа тәшвиқ қилишқа чақиримиз.»

вәқәләрдә ахбарат васитилири мәнсуплириму дуч кәлгән җиддий тәһдитләр вә мал – мүлүкләргә зийан йәткүзүш қилмишлирини қаттиқ тәшвиш ичидә көзитиватқанлиқлирини қәйт қилған бачелет, вәқәләрни кәң даирилик тәкшүрүш чақириқлирини қоллайдиғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر