ирақтики бир сот мәһкимиси трамп үстидин тутуш буйруқи чиқарди

ирақ соти қасим суләймани ввә һәшдушшәби һәрикити муавин башлиқи әбу мәһди муһәндисиниң өлтүрүлүшигә мунасивәтлик дело даирисидә америка пирезиденти доналд трамп үстидин тутуш буйруқи чиқарди.

1559352
ирақтики бир сот мәһкимиси трамп үстидин тутуш буйруқи чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ соти иранлиқ қомандан қасим суләймани ввә һәшдушшәби һәрикити муавин башлиқи әбу мәһди муһәндисиниң өлтүрүлүшигә мунасивәтлик дело даирисидә америка пирезиденти доналд трамп үстидин тутуш буйруқи чиқарди.

ирақниң пайтәхти бағдадтики русафа тәкшүрүш соти байанат елан қилип, «муһәндис вә униң достлири учриған суйиқәстни тәкшүрүватқан мупәттишниң ирақ җинайи ишлар қануниниң 146 – маддисиға асасән, америка пирезиденти доналд трамп үстидин тутуш буйруқи чиқарған»лиқини уқтурди.

американиң 2020 – йили 3 – йанвардики бир қетимлиқ һава һуҗумида иран инқилаб муһапизәтчилири қуддус қисимлири қомандани қасим суләймани вә муһәндис бағдад айродурумида өлтүрүлгәниди.

мәзкур суйиқәсттин кейин ирақ һөкүмити вәқә үстидә тәкшүрүш елип беришни башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر