вашингтонда трамп тәрәпдарлири конгрә бинасиға бесип кирди

америка пайтәхти вашингтонда чиққан вәқәләр сәвәбидин шу йәр вақти 18:00 дин кейин сиртқа чиқишниң чәкләнгәнлики елан қилинди.

1558784
вашингтонда трамп тәрәпдарлири конгрә бинасиға бесип кирди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт вашингтонда өткүзгән трамп тәрәпдарлириниң бәзилири сақчиларниң тосуқлирини бөсүп өтүп, конгрә бинасиға бесип кирди. нәтиҗидә, муавин пирезидент майк пенс җо байдинниң пирезидентлиққа сайланғанлиқини тәстиқлайдиған мурасим тохтитилди вә майк пенс бинадин сиртқа чиқирилди.

сақчилар конгрә бинасиға киргән намайишчиларға йаш аққузуш гази сиқип тости.

пайтәхт вашингтонда чиққан бу вәқәләр сәвәбидин сиртқа чиқиш чәклимиси елан қилинди.

пирезидент трамп твиттерда байанат елан қилип, намайишчиларни «тинчлиқни сақлашқа» чақирди. у намайишлар башлаштин бурун елан қилған байанатида, сайламниң нәтиҗисини қобул қилмайдиғанлиқини вә қаршилиқ қилишни давамлаштуридиғанлиқини билдүргән иди. у қоллиғучилириға оқ өтмәйдиған әйнәкниң арқисида туруп нутуқ сөзлигәндә, «демократларниң сайламда қаидәгә хилаплиқ қилғанлиқи» ни илгири сүргән иди.

у сайламда өзиниң ғәлибә қилғанлиқини әскәртип: «сайлам нәтиҗисини һәргиз қобул қилмаймән» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر