римда етилдақлар йүзләрчә қушниң җениға замин болди

италийәниң пайтәхти римда йеңи йилни тәбрикләш үчүн ишлитилгән етилдақ сәвәбидин йүзләрчә қуш өлди.

1556078
римда етилдақлар йүзләрчә қушниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: аммиив таратқулардики көрүнүшләрдә, рим кочилирида җансиз қушлар көрүлди.

хәлқара һайванларни қоғдаш тәшкилатиниң байанатчиси лоредана диглийо, қушларниң өлүп кетишиниң нурғун сәвәблири болуши мумкинликини, етилдарларниң һәр йили өй вә йавайи һайванларниң йарилиниши вә бесимға учришишиға сәвәб болуватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «шуни унутмаслиқимиз керәкки, қушлар етилдақларниң авазидин қаттиқ  қорқуп кетиш сәвәбидин, йаки бирликтә учуватқанда бир-бирлиригә, деризиләргә йаки ток симлириға соқулуп кетиш, вәйаки  йүрәк кесили сәвәбидин өлүп кәткән болушиму мумкин.»


خەتكۈچ: #қуш , #етилдақ , #рим

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر