байдинниң ички ишлар министири йәрлик америкалиқ дебра һаланд болиду

америка қошма иштатлириниң 3 – нойабир күни өткүзүлгән пирезидент сайлимида ғәлибә қилған җо байдинниң ички ишлар министирлиқи вәзиписигә, нийу мексико иштатиниң авам палатасидики әзаси демократ дебра һаландни тәйинләйдиғанлиқи билдүрүлди.

1548011
байдинниң ички ишлар министири йәрлик америкалиқ дебра һаланд болиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка таратқулириниң хәвәр қилишичә, байдин ички ишлар ишлар министирлиқи вәзиписи үчүн дебра һаландни таллиған болуп, палатада тәстиқланған тәқдирдә, һаланд америка қошма иштатлири тарихидики тунҗи йәрлик америкалиқ ички ишлар министири болидикән.

америка таратқулириниң әскәртишичә, енергийә министирлиқиға мичиган валийси җеннифер гранһолмни тәйинләшни пиланлаватқан байдин, америка қошма иштатлири муһит асраш оргининиң мәсуллуқиға, шималий каролина иштатиниң муһит асраш башқармисидин мичел реганни тәйинләйдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر