йавропа иттипақи рәһбәрләр йиғининиң хитабнамиси елан қилинди

йавропа иттипақи алий рәһбәрләр йиғининиң хитабнамисидә, радикаллишишниң алдини елиш алаһидә тәкитләнди.

1543989
йавропа иттипақи рәһбәрләр йиғининиң хитабнамиси елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: белгийә пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән икки күнлүк алий рәһбәрләр йиғини хитабнамиси, түнүгүн (2020-йили 10-декабир) кәчтә җакарланған түркийәгә мунасивәтлик бөлүм чиқириветилгән һалда елан қилинди.

хитабнаминиң «хәвпсизлик» бөлүмидә, йавропа иттипақиниң радикаллишиш, зораванлиқ характерлик айримичилиқ вә терроризмға қарши турушта иттипақ һалитидә икәнлики тәкитләнди.

хитабнамидә, пикир әркинлики, дин вә етиқад әркинликигә қаритилған һәр түрлүк һуҗум әйиблиниш билән биргә, радикаллишишниң алдини елиш вә терроризмниң арқисидики идеологийәгә йүзлинишниң әһмийити әскәртилди.

рәһбәрләр, террорлуққа қарши турушта тор дунйасидики террорлуқ бар мәзмунларни әмәлдин қалдурушни капаләткә игә қилидиған қанун маддилирини тезликтә қобул қилишни чақириқ қилди.

асасий һәқ-һоқуқлар вә әркинликләргә һөрмәт қилип, еғир җинайәтләргә қарши күрәш қилиш үчүн зөрүр интернет санлиқ мәлуматлирини тосушқа мунасивәтлик хизмәтләрни илгирилитишни тәләп қилған рәһбәрләр, шәнгән райониниң мукәммәл хизмәтлирини вә һәмкарлиқини қоллашни қарар қилди.

хитабнамидә, рәһбәрләрниң вухән вируси (Kovid-19) мәсилисидә намайән қилинған өзара маслишиштин мәмнун икәнлики вә ваба тизгинләнгән әһвалда сайаһәткә қойу؛ған чәклимиләрни қәдәмму қәдәм әмәлдин қалдуруш мәқситидә тәййарлиқ қилиш үчүн, кординатсийәни күчәйтиш қарар қилинди.

рәһбәрләр, йавропа иттипақиниң дунйада һәммә кишиниң ваксинаға игә болалиши үчүн, ковакс (вухән вируси ваксиналириға дунйави игә болуш пирограммиси) пирограммисиға һәссә қошушни давамлаштуридиғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر