дунйада ваба сәвәбидин җенидин айрилғанлар 1 милйон 400 миңдин ашти

дунйада вухән вируси(Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 1 милйон 467 миңдин, йуқумланғанлар сани 63 милйон 189 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 43 милйон 693 миңдин ашти.

1536807
дунйада ваба сәвәбидин җенидин айрилғанлар 1 милйон 400 миңдин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: америкада вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 273 миң 77 гә, йуқумланғанлар сани 13 милйон 750 миң 608 гә йәтти.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 198 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 52 миң 325 кә йәтти. охшаш вақитта, 9 миң 748 киши йуқумланди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин йуқумланғанларниң җәмий сани 2 милйон 218 миң 483 кә йәтти.

фирансийәдә вухән вируси тәкшүрүшиниң мусбәт чиқиш нисбити %11.1 кә йәтти. фирансийә мәмурий соти коллектип ибадәтләргә чәклимә қойуш тәдбиригә қайтидин қарап чиқишни вә әң көп болғанда 30 киши болуш тәдбирини әмәлдин қалдурушни тәләп қилди. әгәр ибадәт чәклимиси әмәлдин қалдурулғанда, җүмә намизиға қойулған чәклимиму әмәлдин қалдурулиду.

йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 87 кишиниң җенидин айрилиши билән, җәмий сан 8 миң 54 кә, 2 миң 665 кишиниң йуқумлиниши билән, җәмий йуқумланғанлар 518 миң 649 ға чиққан чехийәдә, хәтәрлик сәвийәси 4 тин 3 кә төвәнлитилди.

чехийәдә пәйшәнбә (2020-йили 3-декабир) күнидин башлап хизмәт җайлири ечилиду. ресторанлар йерим ечилиду.

әнглийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 58 миң 245 кә йәтти. йеқинқи 24 саәттә 12 миң 155 киши йуқумланди вә җәмий сан 1 милйон 617 миңдин ашти.

вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 54 миң 904 кә чиққан италийәдә, йеқинқи 24 саәттә 20 миңдин артуқ киши йуқумланди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин йуқумланғанларниң җәмий сани 1 милйон 585 миң 178 гә йәтти.

вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 1 миң 712 гә йәткән киродийәдә, йуқумланғанлар сани 126 миң 612 гә чиқти. баш министирниң айалиму вухән вируси билән йуқумланди.

һиндистанда йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 443 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 137 миң 185 кә чиқти. охшаш вақитта, 38 миң 772 киши йуқумланди вә җәмий сан 9 милйон 433 миң 143 кә чиқти. һиндистан дунйада әң көп киши йуқумланған иккинчи дөләт, вухән вирусиға мунасивәтлик әң көп өлүм көрүлгән үчинчи дөләт болуп қалди.

ливанда вухән вируси сәвәбидин 1 миң төт киши җенидин айрилди, 126 миң 944 киши йуқумланди. ливан һөкүмити вухән вирусиға қарши туруш рамкисида йолға қойулған қаттиқ тәдбирләрни бүгүн (2020-йили 30-нойабир) дин башлап йәңгиллитилиду. буниңға асасән шу йәр вақти чүштин кейин саәт 17:00 дин әтигән саәт 05:00 арисида сиртқа чиқиш чәкләнгән бәлгилимә, кәч саәт 23:00 тин әтигән саәт 05:00 қилип өзгәртилди. сода орунлири әтигән саәт 05:00 тин 22:00 гичә очуқ туриду. кечә қавақханилири вә көңүл ечиш орунлири изчил тақилиду. ресторан вә ашханилар йерим ечилиду.

ливан маарип министирлиқи бүгүндин башлап, оқуғучилар һәм мәктәпкә баридиған һәм интернетта дәрс оқуйдиған арилашма системини йолға қойиду.

җәнубий африқа җумһурийитидә йеқинқи 24 саәттә 37 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 21 миң 477 гә чиқти. охшаш вақитта, 2 миң 563 киши йуқумланди. буниң билән, җәмий сан 787 миң 702 гә чиқити.

җәнубий корейәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин үч киши җенидин айрилди вә җәмий сан 526 гә чиқти. охшаш вақитта, 438 киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 34 миң 201 гә чиқти.

хитайда йеқинқи 24 саәттә 18 кишиниң йуқумланғанлиқи билдүрүлди. буларниң үч киши ички моңғулийәдә байқалди. ххтайда йеқинқи 24 саәттә вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм вәқәлири көрүлмиди. җәмий йуқумланғанлар сани 86 миң 530 ға, җәмий җенидин айрилғанлар сани 4 миң 634 кә чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر