америкада бир сода мәркизидә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түнүгүн американиң калифорнийә иштатидики бир сода мәркизидә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда икки киши қаза қилди.

1536188
америкада бир сода мәркизидә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: калифорнийәниң пайтәхти сакраментодики сода сарайда бир һуҗумчиниң оқ чиқарғанлиқи сәвәбидин 19 йашлиқ бир кишиниң нәқ мәйданда қаза қилғанлиқи, 17 йашлиқ йәнә бир өсмүрниң болса, дохтурханида қутқузуш үнүм бәрмәй қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

сакраменто сақчилири елан қилған байанатида, мәмликәттә мал сетивелиш пәслиниң ечилиш күни қобул қилинған (Black Friday) «қара җүмә» сәвәбидин зичлиқ йуқири пәллигә чиққан бир сода сарайни таллиған һуҗумчиниң техичә кимлики ениқланмиғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر