германийәдә баш министирлиқ мәһкимисигә һуҗум қилинишиниң алди елинди

германийәниң пайтәхти берлинда бир киши баш министирлиқ мәһкимисигә аптомобили билән һуҗум қилишқа урунди.

1534242
германийәдә баш министирлиқ мәһкимисигә һуҗум қилинишиниң алди елинди

түркийә авази радийоси хәвири: үстигә, «ләнәтләнгән балилар вә йашанғанларниң қатиллири» вә «йәр шари характерлик сийасәтләрни тохтитиңлар» дегән хәтләр йезилған бир аптомобил, әтигән тәрәпләрдә баш министирлиқ мәһкимиси бинасиниң дәрвазисиниң алдидики төмүр тосуқлириға соқулуп, тохтиди.

сақчилар шопурға мудахилә қилди. һуҗум тәшәббуси әснасида, баш министир  ангела меркел, баш министирлиқ мәһкимиси бинасида, министирлар кеңиши йиғини ечивататти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر