мутәхәссисләр тәҗрибиханида алмас ишләпчиқиришта утуққа еришти

мутәхәссисләр тәҗрибиханида мәхсус температура астида тез сүрәттә алмас ишләпчиқиришта утуққа еришти.

1530820
мутәхәссисләр тәҗрибиханида алмас ишләпчиқиришта утуққа еришти

түркийә авази радийоси хәвири: «Phys.org» тор бетиниң хәвиригә асасланғанда, авистиралийә дөләтлик «RMIT» университетлирида вәзипә өтәватқан гуруппа тәҗрибиханида мәхсус өй температуриси астида шәкилләндургән икки хил алмас һәққидә «Small» журнилида тәпсилаий мәлумат елан қилған.

бу икки хил алмасниң биринчи хили, той үзүклиридә тақилидиған түр, уккинчиси лонсдалет болуп, тәбиәттә болидиған вә хрустал қурулмиға асасән «алтә бурҗәклик» дәп атилидиған алмас түри икәнлики билдүрүлди.

адәттә алмасниң шәкиллиниши нәччә милйард йил кетидиған вә йуқири бесим шундақла интайин йуқири иссиқлиқ тәләп қилидиған җәрйан икәнлики мәлум.

авистиралийә дөләтлик университетиниң профессори җоди брадбай тәҗрибиханидики хизмәтниң ачқучлуқ нуқтисиниң бесим ишлитиш усули икәнликини билдүрүп,  йуқири бесим ишитиштин башқа йәнә, карбонниң «тейилиш» дәп атилидиған әһвалини тәҗрибә қилишқиму рухсәт қилинғанлиқи икәнликини ейтти.

брадбайниң ейтишичә, улар егиш күчигә охшайдиған бу «тейилиш» карбон атомлириниң бир йәргә йөткилишини ишқа ашуруп, икки хил алмасни шәкилләндүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر