меркел: ковид-19 ға қарши күрәштә иҗтимаий учришишни йәниму азайтиш керәк

германийә баш министири ангела меркел ковид-19 ға қарши күрәштә иҗтимаий учришишни йәниму азайтиш керәкликини тәләп қилди.

1529052
меркел: ковид-19 ға қарши күрәштә иҗтимаий учришишни йәниму азайтиш керәк

түркийә авази радийоси хәвири: меркел синалғу йиғини арқилиқ һәр қайси өлкә рәислири билән өткүзгән ковид -19 темилиқ мәслиһәт йиғинидин кейин байанат елан қилди.

меркел ковид -19 ға қарши һазирғичә йолға қойулған тәдбирләрниң йуқумниң һәссиләп ешишиниң алдини алғанлиқини тәкитләп: «бир қетим болсиму өзара учришиш болмиғини йахши. шуңа биз йәнә бир қетим шуни ениқ оттуриға қойимизки, хусусий йиғилиш вә тәбрикләш паалийәтлиридин қәтий сақлинишиңлар лазим» деди.

йуқумға қарши күрәш һәққидә 25 – нойабирда қайта йиғин өткүзүлидиғанлиқини елан қилған меркел, келәр һәптидики йиғинда муддити 30 – нойабирда тошиши пиланланған чәклимиләрниң техиму  күчәйтилишиниң нуқтилиқ күн тәртиптә болидиғанлиқини ейтти.

меркел йәнә еһтийаҗлиқ кишиләргә 15 FFP2 типлиқ маскини азғинә һәқ елиш билән тарқитиш қарари алғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر