беларусийәдә һәр һәптә ахири намайиш өткүзүлмәктә

беларусийәдики һакимийәткә қарши партлиған намайишларда, 700 дин артуқ кишиниң тутулғанлиқи билдүрүлди.

1528728
беларусийәдә һәр һәптә ахири намайиш өткүзүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: беларусийә ички ишлар министирлиқиниң байанатчиси олга чемоданова твиттерда байанат елан қилип, дөләтниң охшимиған 35 җайида қанунға хилап намайиш өткүзүлгәнликини билдүрди.

у пайтәхт минскта өткүзүлгән намайишларда, намайишчиларниң «урушқақ» позитсийәдә болғанлиқини, бәзи йолларниң қатнишини тохтитип, пуқраларниң өтүшигә рухсәт қилмиғанлиқини алаһидә әскәртти.

у сақчилар агаһландурған болсиму, намайишлирини ахирлаштурмиғанларниң тутулғанлиқини қәйт қилди.

у брест вә гродно шәһәрлиридә, әң көп болғанда, 250 дин көп киши намайиш қилиш чәкләнгән намайишларниң өткүзүлгәнликини билдүрүп: «түнүгүн (2020-йили 15-нойабир) мәмликәт миқйасида өткүзүлгән намайишларда, қанунға хилаплиқ қилған 700 дин артуқ киши тутулди. улар сотланғичә тутулуп туриду» деди.

беларусийәдә 2020-йили 9-авғуст өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида, пирезидент александир лукашенкониң ғәлибә қилғанлиқи җакарланғандин кейин, сайламда «сахтипәзлик қилинғанлиқи» илгири сүрүлүп, намайишлар партлиған иди.

беларусийәдә һәр һәптә ахири өткүзүлүватқан намайишларда, пирезидент лукашенкониң истепаси тәләп қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر