сәуди әрәбистанниң голландийәдики әлчиханиси һуҗумға учриди

сәуди әрәбистанниң голландийәниң лаһәй шәһиридики әлчиханиси қораллиқ һуҗумға учриди.

1526614
сәуди әрәбистанниң голландийәдики әлчиханиси һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийә мәһәллий таратқулири, сәуди әрәбистанниң лаһәйдики әлчиханисиға шу җай вақти сәһәр саәт 5 тин 30 минут өткәндә кәм дегәндә 20 пай оқ етилғанлиқини хәвәр қилди.

әлчихана бинасиниң алди тәрипи вә деризилиридә кәм дегәндә 20 пай оқ изи вә йәрдә онларчә мишәк тепилғанлиқи билдүрүлгән хәвәрләрдә, һуҗум қилғучи вә сәвәбиниң һазирғичә ениқлиналмиғанлиқи қәйт қилинди.

сақчи идариси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта болса, һуҗумда һечкимниң йариланмиғанлиқи вә вәқә тоғрисида кәң көләмлик тәкшүрүш башланғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر