обама билән клинтон җо байденни тәбриклиди

американиң сабиқ пирезиденти барак обама өзи вәзипә өтәватқан мәзгилдә муавин пирезидент болған җо байденни сайламниң ғәйрий рәсмий нәтиҗилиригә асасән ғәлибә қилғанлиқи үчүн тәбриклиди.

1523871
обама билән клинтон җо байденни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: барак обама йазма байанатида, сайламниң қейин шараитта елип берилғанлиқини, шундақтиму беләт ташлаш нисбитиниң тарихта көрүлүп бақмиған дәриҗидә йуқири болғанлиқини тәкитлиди.

байден вәзипигә олтурғандин кейин, болупму йеңи типтики таҗисиман вирус (ковид-19) йуқуми, иқтисадий мәсилиләр вә дөләттики демократийә синиқи  қатарлиқ нурғун мәсилиләргә қарши күрәш қилидиғанлиқини билдүргән обама, «мән һәр бир америкилиқни униңға бир пурсәт беришикә вә қоллашқа чақириқ қилимән. сайлам нәтиҗиси дөләтниң һәр дәриҗилик қатлимида чоңқур вә аччиқ бөлүнүш йүз бериватқанлиқини көрсәтмәктә. җо вә муавини камала һаррисла әмәс, һәммимиз тәңриниң һимайисидә бир хәлқ икәнликимизни әскә елип, өз раһитимизни ташлап, пирезидентлиримизға қулақ селип, җиддийчиликни пәсәйтип, алға илгириләш вә ортақ асас тепиш үчүн керәклик вәзипимизни ада қилишимиз лазим» деди.

2016 - йилдики президентлиқ сайлимида доналд трампқа уттуруп қойған һиллари клинтонму 59 - нөвәтлик пирезидент сайлимида трампни мәғлуб қилған демократчи җо байденни тәбриклиди.

клинтон тивиттердики сайлам нәтиҗисигә алақидар байанатида, байденниң ғәлибисигә «тарихи мувәппәқийәт» дәп баһа бәрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر