буркина фасода йүз бәргән қораллиқ һуҗумда нурғун киши өлди

буркина фасониң шималида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 8 адәм қаза қилди.

1522328
буркина фасода йүз бәргән қораллиқ һуҗумда нурғун киши өлди

түркийә авази радийоси хәвири: соум райониға җайлашқан арбинда шәһиридики бир алтун кан саһәсидә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 8 киши һайатидин айрилди, көп санда киши йариланди. зораванлар йәрлик хәлқкә аит мал – мүлүкләр вә һайранларни оғрилап кәтти.

игилинишичә, буркина фасониң мали вә нигер билән чеградаш болған шималий вә шәрқий қисми, саһел районида паалийәт елип бериватқан террорлуқ гуруппилириниң пат – пат һуҗумиға учрайдикән.

районда, 2015 – йилдин буйан террорлуқ тәшкилатлириниң һуҗумлирида 900 дин артуқ киши қаза қилған, бир милйонға йеқин киши өй – маканлиридин айрилип қалған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر