йапонийә - моңғулийә оттурисидики истратегийәлик шериклик техиму тәрәққий қилиду

йапонийә ташқи ишлар министири мотеги тошимису йапонийәниң моңғулийә билән болған икки тәрәп истратегийәлик шериклик мунасивитини техиму илгири сүрүшни халайдиғанлиқини билдүрди.

1506744
йапонийә - моңғулийә оттурисидики истратегийәлик шериклик техиму тәрәққий қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, министир мотеги тошимисуниң моңғулийәдики рәсмий зийарити җәрйанида мәнсәпдиши нйамтрсерен әнхитаван билән көрүшкәнлики билдүрүлди.

учришишта, моңғулийә иқтисадиниң қайтидин гүллиниши үчүн йапонийәниң 236 милйон доллар қәрз билән тәминлиши қарар қилинди.

министир мотеги тошимису учришиштин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинидики сөзидә, моңғулийәниң кишилик һоқуқ, әркинлик, қанунниң үстүнлики вә демократийә қатарлиқ универсал қиммәт қарашларни қоллаватқанлиқини вә йапонийә билән моңғулийә оттурисидики мунасивәтләрниң муһимлиқини тәкитләп, «биз өзара истратегийәлик һәмкарлиқни техиму илгири сүрүшни халаймиз» деди.

кйодо агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, мотеги тошимису моңғулийә президенти халтма баттулга вә моңғулийә баш министири ухна хурелсух биләнму айрим айрим  учришиш өткүзгән.

моңғулийә президенти халтма баттулга билән мотеги тошимису оттурисидики учришишта, моңғулийә төмүр йол ул әслиһәлириниң тәрәққий қилдүрүлиши вә йәр асти канлирини қезиш җәһәттә токйо-уланбатор һәмкарлиқиниң күчәйтилиши музакирә қилинған.

хитай билән русийә оттурисида деңиз қирғиқи болмиған вә хитай билән интайин узун қуруқлуқ чеграси болған моңғулийә, һәм йәр асти байлиқи билән, һәм 1990 - йили совет иттипақи йимирилгәндин кейин, ишқа ашурған базар игилики системиси  билән истратегийәлик нуқтидин һәмминиң диққитини тартип кәлмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر