сербийәниң байанати косовода қаттиқ ғулғула қозғиди

сербийә пирезиденти александар вуҗиҗниң түркийәдин қораллиқ учқучисиз һава аппаратилири сетивелиш тоғрулуқ елан қилған байанати косово таратқулирида қаттиқ ғулғула қозғиди.

1505304
сербийәниң байанати косовода қаттиқ ғулғула қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: алдинқи ай түркийәдә зийарәттә болуп, дөләт мудапиә министири хулуси ақар билән бир йәргә җәм болған косово дөләт мудапиә министири антон чуни, дөлитидә иштирак қилған бир пирограммида бәргән байанатида, түркийә зийарити даирисидә, байқар миллий қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири тәтқиқ қилиш – тәрәққий қилдуруш вә ишләпчиқириш муәссәсәлириниму екискурсийә қилғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, түркийәниң сербийәни наһайити кәң даирилик һәрбий технологийә билән тәминлигәнликигә қарита дәваларға җавабән мундақ деди: «түркийәниң сербийәгә косоводинму йеқин икәнликигә алақидар байанатларға қошулмаймән. йетәрлик дәриҗидә иқтисадий җәһәттин тәрәққий қилалиған тәқдирдә, косовому бу қорал – йарағларға игә болалайду. мән бу ширкәтләрни зийарәт қилдим, күчи йетидиған һәрқандақ бир күчлүк дөләт бу қорал – йарағларға игә болалайду, дәп қараймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر