русийә хитай чеграсидики һәрбий районини күчәйтиду

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу (Sergey Şoygu) министирлиқта өткүзүлгән йиғинда, русийә армийәсиниң шәрқ һәрбий районидики күчини күчәйтидиғанлиқлирини ейтти.

1493039
русийә хитай чеграсидики һәрбий районини күчәйтиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу хитай чеграсиға җайлашқан шәрқ һәрбий районидики айропилан атар башқурулидиған бомба батарийәсиниң икки данисигә «S-400» системилириниң сәплинидиғанлиқини, йәнә икки данә айропилан атар башқурулидиған бомба батарийәсигә болса «Buk-M1-2» системилириниң сәплинидиғанлиқини ейтти.

у мушу йил (2020) ахириғичә районға йеңи 500 һәрбий үскүниләрниң әвәтилидиғанлиқини билдүрүп: «болупму, у йәрдики айропилан атар башқурулидиған бомба батарийәсиниң икки данисигә S-400 системилири, йәнә икки данисигә «Buk-M1-2» системилири сәплиниду» деди.

у келәр йили (2021) шәрқ районидики һәрбий үскүниләр вә ул-әслиһәләргә мәбләғ селинидиғанлиқини әскәртип: «шәрқ районлирида һәрбий-сийасий вәзийәт җиддийликини давамлаштурмақта. йүз бәргән тәһдитләрни йоқитиш үчүн һәр хил алдини елиш тәдбирлири түзүлүватиду» деди.

русийәниң асаслиқ бәш һәрбий районидин бири болған шәрқ һәрбий райониниң мәркизи хитай чеграсиға 30 километир келидиған хабаровск (Habarovsk) шәһиригә җайлашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر