малта ташқи ишлар министири шәрқий оттура деңиздики сүркилишләр тоғрисида байанат бәрди

малта ташқи ишлар министири еварист бартоло шәрқий оттура деңиздики җиддийчиликниң башқа районларға тәсир көрситиш мумкинчилики барлиқини ейтти.

1486759
малта ташқи ишлар министири шәрқий оттура деңиздики сүркилишләр тоғрисида байанат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: еварист бартоло шәрқий оттура деңиздики күнсери күчийиватқан җиддийликниң дийалог арқилиқ һәл қилиниши керәкликини оттуриға қойуп, «мән мурәссәләрниң азаблиқ иш икәнликини билимән, әмма һәрбий сүркилиш йоли таллинип қалса, әһвал техиму азаблиқ болиду» деди.

бартоло атина (афена)да гиретсийәлик мәнсәпдиши никос дендиас билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилди.

малтаниң «талаш - тартишларниң тинч йол һәл қилиниши тәрәпдари» икәнликини тәкитлигән бартоло, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң деңиз - окйан қануни әһдинамисиниң өз дөлити үчүн муһимлиқини тәкитлиди.

бартоло, шәрқий оттура деңиздики өзгиришләрниң башқа районларға тәсир көрситиш йошурун күчи барлиқини тилға елип, «мән мурәссәләрниң азаблиқ иш икәнликини билимән, әмма һәрбий сүркилиш йоли таллинип қалса, әһвал техиму азаблиқ болиду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر