доналд трамп өткән йили өткүнчи паләч кесилигә гириптар болдиму?

америка пирезиденти доналд трамп өткән йили өткүнчи паләч кесилигә гириптар болуп балнестқа елинғанлиқи тоғрисидики сөз - чөчәкләрни рәт қилди.

1483419
доналд трамп өткән йили өткүнчи паләч кесилигә гириптар болдиму?

түркийә авази радийоси хәвири: «нйу-йорк вақит гезити» ниң мухбири майкел шимит йеңи китабида, америка пирезиденти доналд трампниң нойабирда бир қатар өткүнчи паләч һалитини баштин кәчүрүп, валтер ред сәһийә мәркизидә балнестқа елинғанлиқини вә муавин пирезидент майк пенсқиму трампқа бирәр иш болуп қалса, президентлиқ вәзиписини давамлаштурушқа тәййарлиқ қилип қойушни тапилиғанлиқини ейтқанлиқини илгири сүрди.

китабниң мәзкүр бөлүмлири мәтбуатларға ашкарланғандин кейин, пирезидент доналд трамп тивиттер һесабида буниң йалғанлиқини ейтти.

доналд трамп: «бу йалғанлар қәтий ахирлашмайду! мана әмдиликтә сөйүмлүк пирезидентимиз, мениң өткүнчи паләчкә гериптар болуп, валтер ред сәһийә мәркизидә балнестқа елинғанлиқимни ейтмақчи болуватиду. бу сөз чөчәкләр бу кандидатниң бешиға кәлмиди, буниң һәммиси йалған» деди.

трамп мәзкур сөз - чөчәкләр үчүн демократчиларниң пирезидент намзати җо байдинға қаратқан һалда, «бәлки бу сөз – чөчәкләр башқа бир партийәниң пирезидент намзатини көрситишиму мумкин» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر