бағдаттики хәлқара айродорумға йеқин җайға катйуша бомбилири билән һуҗум қилинди

ирақниң пайтәхти бағдаттики хәлқара айродорумға йеқин җайға катйуша бомбилири билән һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди.

1481886
бағдаттики хәлқара айродорумға йеқин җайға катйуша бомбилири билән һуҗум қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ дөләт мудапиә министирлиқиға қарашлиқ бихәтәрлик учур мәркизи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, бағдат хәлқара айродорумиға йеқин җайға 2 катйуша бомбисиниң етилғанлиқи билдүрүлди.

һуҗумда адәм өлүш йаки йарилиниш һадисиси көрүлмигәнлики  тәкитләнди. бирақ вәқә һәққидә тәпсилий мәлумат берилмиди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һеч киши өз үстигә алмиди.


خەتكۈچ: #ирақ , #бағдат

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر